шималий корейәдә вухән вируси өлүмлири көпәйди

шималий корейәдә вухән вируси (Kovid-19) қорқунчи күчийиватқан бир вақитта, гуманлиқ өлүм вәқәлиридә җенидин айрилғанлар сани 50 кә чиқти.

1827355
шималий корейәдә вухән вируси өлүмлири көпәйди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйада вухән вируси вәқәлири йүз берип аридин тәхминән икки йил вақит өткәндә, тунҗи вухән вируси вәқәсиниң пәйшәнбә (2022-йили 12-май) күни көрүлгәнликини тоғрилиған шималий корейәдә, гуманлиқ йуқум сани көпәйди.

шималий корейә мәркизий хәвәр агентлиқи (KCNA) 392 миң 900 кишидә сәвәби ениқ болмиған йуқири гирадуслуқ қиззиш аламәтлириниң барлиқини хәвәр қилди.

түнүгүн (15-май) шу йәр вақти 18.00 гичә болған 24 саәтлик вақитта, йеңидин сәккиз кишиниң җенидин айрилиши билән өлүм сани 50 кә чиққан болди. тәхминән 96 миң көпәйгән гуманлиқ вәқә саниниң җәмий 1 милйон 21 миңға чиққанлиқи билдүрүлди.

шималий корейә рәһбири ким җоңун түнүгүн корейә ишчи партийәсиниң даимий бийуросини җиддий йиғинға чақирип, армийәниң вухән вирусиға қарши күрәшкә йардәм қилиш пәрманини чүшүрди.

шималий корейә 12-май дөләттә тунҗи вухән вируси вәқәсиниң көрүлгәнликини тоғрилиди. мутәхәссисләр тиббий үскүниләрниң йетәрсизлики сәвәбидин вухән вируси вәқәлирини байқийалмиған әһвалда инсаний тирагедийәләр вә кәң көләмлик өлүм вәқәлириниң йүз бериш еһтималлиқини алаһидә тәкитлигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر