хитай сериқ деңизда маневир өткүзди

хитай деңиз армийәси сериқ деңизда қолидики әң чоң «ласа» (Lhasa) намлиқ қоғлиғучи парахотниң қатнишиши астида маневир өткүзди.

1827408
хитай сериқ деңизда маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай йәрлик таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, балистик башқурулидиған бомбилар орнитилған «Tip 055» вә «Tip 056A» типлиқ парахотлар сериқ деңиздики маневирға қатнашқан.

хитайниң с с т в қанили (CCTV) ниң хәвиридә, маневирға су асти парахотлири, балдур сигнал бериш айропиланлири вә тик учарларниңму қатнаштурулғанлиқи؛ маневирниң үч күн давамлашқанлиқи вә айропилан атар, парахот атар су асти парахот атар тәлим-тәрбийәлириниң берилгәнлики қәйт қилинди.

хитай деңиз армийәси 2017-йилдин 2020-йилғичә болған мәзгилдә сәккиз данә «Tip 055», йеқинқи 10 йилда болса, 70 тин көп «Tip 056A» вә «Tip 056» һәрбий парахотлирини тәркибигә сәплигән иди.

бу йил йанварда (2022) хитай деңиз армийәсигә сәплинип берилгән «ласа» намлиқ қоғлиғучи парахот 12 миң тонна еғирлиқи билән америка деңиз армийәсиниң «DDG-1000» типлиқ қоғлиғучи парахотидин қалсила «дунйадики әң күчлүк иккинчи қоғлиғучи парахот» сүпитидә билиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر