блинкен билән столтенберг русийә - украина уруши тоғрисида сөзләшти

америка ташқи ишлар министири антоний блинкен билән шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенберг русийә - украина уруши тоғрисида сөзләшти.

1827103
блинкен билән столтенберг русийә - украина уруши тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, антоний блинкен билән йенс столтенбергниң телефон сөһбити өткүзүп, германийәниң пайтәхти берлинда түнүгүн башланған натоға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғини тоғрисида сөзләшкәнликини һәмдә 24 – феврал русийә пирезиденти виладимир путин украинаға ачқан «вәйран қилғуч уруш»ни әйиблигәнликини уқтурди.

украина хәлқи вә украинаниң земин пүтүнлүкини қоллайдиғанлиқлирини тәкитлигән икки әмәлдар, 28 – ийундин 30 – ийунғичә болған җәрйанда испанийәниң пайтәхти мадридта ечилидиған нато башлиқлар йиғининиң тәййарлиқ хизмәтлири тоғрисидиму пикир алмаштурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر