америкада бултур зәһәрлик чекимлик ​​ сәвәбидин 100 миңдин артуқ киши қаза қилди

америкада бултур нормидин ташқири зәһәрлик чекимлик ​​ишлитиш сәвәбидин 100 миңдин артуқ киши қаза қилди.

1825740
америкада бултур зәһәрлик чекимлик ​​ сәвәбидин 100 миңдин артуқ киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизигә қарашлиқ дөләтлик сағламлиқ истатистика мәркизи (NHSC) ниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, 2021-йили америкада зәһәрлик чекимлик ​​сәвәбидин қаза қилғанларниң сани бир йил илгирикигә селиштурғанда %15 өрләп, 100 миңдин ешип кәткән.

америка кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизигә қарашлиқ дөләтлик сағламлиқ истатистика мәркизи (NHSC) нормидин ташқири зәһәрлик чекимлик ишлитиш нисбитиниң пәвқуладдә өрләп кәткәнликиниң сәвәбини, ковид-19 йуқуми мәзгилидә дохтурханиларда көрүлгән алдирашчилиқ, давалинишқа еришишниң қийинлишиши, иҗтимаий карантина вә зәһәрлик чекимлик түрлириниң көпийишигә бағлап чүшәндүрди.

америка кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизигә қарашлиқ дөләтлик сағламлиқ истатистика мәркизи (NHSC) нормидин ташқири зәһәрлик чекимлиқ ишлитиш сәвәбидин өлүп кетиш нисбитиниң ковид -19 йуқуми америкиға еғир тәсир көрсәткән 2020-йилида, бир йил илгирикигә селиштурғанда %30 ашқанлиқиға даир учур һәмбәһирлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر