финландийә натоға әза болушниң әң йахши чарә икәнликини билдүрди

финландийә дөләт мудапиә комитети кәлгүсидики дөләт бихәтәрликини капаләт астиға елиш үчүн әң йахши чариниң натоға әза болуш икәнликини елан қилди.

1824960
финландийә натоға әза болушниң әң йахши чарә икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: финландийә дөләт мудапиә комитети узун вақиттин буйан тәййарлаватқан финландийәниң натоға әза болуш еһтимали тоғрисидики тәтқиқат доклатини һөкүмәткә тапшурди.

комитет башлиқи петтери орпон (Petteri Orpon) бу һәқтә елан қилған байанатида, дөләтниң мудапиә нуқтисидин йахши әһвалда икәнликини билдүрүп: «мудапиәмиз йахши, әмма русийәниң тәһдитигә қарши йетәрлик әмәс. бу сәвәбтин, кәлгүсидә дөләтниң бихәтәрликини капаләт астиға елиш үчүн әң йахши чарә натоға әза болуш» деди.

финландийә пирезиденти саули нинсте (Sauli Niinistö) финландийәниң натоға әза болуш-болмаслиқиға мунасивәтлик қарарни 12-май (2022) елан қилидиғанлиқини уқтурған иди.

шиветсийә дөләт мудапиә министири петер һулквист (Peter Hultqvist) шиветсийә дөләт радийоси с р (SR) да байанат елан қилип, шиветсийә билән финландийә натоға әза болған әһвалда искандинавийә арилиниң мудапиәсиниң техиму күчийидиғанлиқини билдүргән иди.

бирақ у, 10-мартта (2022) елан қилған байанатта, дөләт мудапиә министири болуп вәзипә өтигән муддәттә шиветсийәниң натоға әза болмайдиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر