G7 дөләт гуруһи хоңкоңниң валий сайлими мәсилисидә хитайни тәнқид қилди

тәрәққий тапқан G7 дөләт гуруһиниң ташқи ишлар министирлири бейҗиңни хоңкоң мәсилисидә әнглийә-хитай бирләшмә хитабнамәсигә вә башқа қануний мәҗбурийәтләргә риайә қилишқа чақирди.

1824143
G7 дөләт гуруһи хоңкоңниң валий сайлими мәсилисидә хитайни тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка, германийә, әнглийә, фирансийә, канада, италийә вә йапонийәдин тәшкил тапқан G7 дөләт гуруһиниң ташқи ишлар министирлири хитайниң хоңкоңда бихәтәрлик ишлириниң сабиқ мәсули җон ли качйуниң валийлиққа сайланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

министирлар хоңкоңда ли фамилиликниң валийлиққа сайлинишида рол ойниған сайллам комитети әзалириниң аваз ташлишида күчкә игә 1 миң 426 авазниң 1 миң 416 сигә еришип хоңкоңниң йеңи рәһбири болғанлиқини тәнқид қилди вә сайламға «сийасий көп хиллиққа вә асасий әркинликләргә қарши қилиниватқан һуҗум» дәп баһа бәрди.

министирлар йәнә, намзат көрситиш басқучи вә буниң нәтиҗисидә оттуриға чиққан вәзипигә тәйинләшниң, «хоңкоңлуқларниң қанунлуқ вәкиллик қилиш һоқуқлириға палта чапқанлиқини тәкитлиди.

байанатта мундақ дейилди:

«мәвҗут намзат көрситиш басқучи вә буниң нәтиҗисидә оттуриға чиққан вәзипигә тәйинләш, омумий сайлам һоқуқини қолға кәлтүрүш нишанидин зор дәриҗидә чәтнәп, хоңкоңлуқларниң қанунлуқ вәкиллик қилиш иқтидарини техиму аҗизлаштуруветиду. биз сийасий вә пуқралар һоқуқиниң бу хил муқим бузулуши вә хоңкоңниң йүксәк аптономийәси мәсилисидә қаттиқ әндишә қилимиз.»

министирлар бейҗиңни әнглийә-хитай бирләшмә хитабнамәсигә вә хоңкоңдики башқа қануний мәҗбурийәтләргә риайә қилишқа, ли фамилиликниң хоңкоң асасий қануни тәрипидин қоғдилидиған асасий һоқуқ вә әркинликләргә һөрмәт қилишини вә қанун билән башқурушни чақириқ қилди

җон ли мәркизий һөкүмәткә йеқин сийасәтчи болуп, ички бихәтәрлик бийурократлиқидин кәлгән. у 1997-йили әнглийә хоңкоңни хитайға өткүзүп бәргәндин буйан, сақчилиқтин баш иҗраийә әмәлдари болған тунҗи тунҗи киши болуп қалди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر