исраилийәдә йүз бәргән һуҗум җанға замин болди
исраилийәниң елад шәһиридә йүз бәргән һуҗумда 3 киши җенидин айрилди.
1822862
түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә радийо - телевизийә оргини KAN ниң хәвәр қилишичә, елад шәһиридә йүз бәргән һуҗумда дәсләпки мәлуматларға қариғанда 3 киши һайатидин айрилған.
исраилийә сақчилири, 2 киши дәп қариливатқан зораванларни тутуш үчүн ахтуруш - тутуш паалийәтлирини башлиған.
исраилийәниң «қизил давуд йултузи» намлиқ җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң билдүрүшичә, һуҗумда 3 киши җенидин айрилған, иккиси еғир болуп, җәмий 4 киши йариланған.
исраилийә сақчи тәрәпниң билдүрүшичә, һуҗум йүз бәргән районға қошна районлардин запас дөләт хәвпсизлик күчлири әвәтилгән.
игилинишичә, зораванларниң кимлики вә һуҗумниң қандақ йүз бәргәнлики һәққидә мәлумат берилмигән.