ашқун йәһудийлар мәсҗиди әқсаға һуҗум қилди

йүзләрчә ашқун йәһудийлар исраилийә сақчилириниң һәмраһлиқида «исраилийә қурулған күн» ни тәбрикләшни баһанә қилип ишғал астидики шәрқий қуддусқа җайлашқан мәсҗиди әқсаниң һойлисиға бесип кирди.

1822386
ашқун йәһудийлар мәсҗиди әқсаға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ашқун йәһудийлар мәсҗиди әқсаға бесип кириштин илгири, әтрапқа онларчә исраилийә сақчиси орунлаштурулди. пәләстинликләрниң мәсҗиди әқсаға киришигә рухсәт қилинмиди.

исраилийә сақчилири һуҗум әснасида мәсҗиди әқсада ибадәт қиливатқан пәләстинлик мусулманларни уруп, қолға елишқа урунди.

исраилийә күчлири, инадәт қиливатқан пәләстинликләргә йаш аққузуш бомбиси вә кавчук оқларни ишлиш арқилиқ мудахилә қилди, пәләстинликләр болса буниңға шуарлар билән җаваб қайтурди.

исраилийә сақчилири көп сандики кишини зорлуқ билән ичидә ибадәт қиливатқанлар бар болған мәсҗиди әқсаға солиди, андин мәсҗиди әқсаниң ишиклиригә қулуп салди.

ашқун йәһудийларниң исраилийә әскәрлириниң һәмраһлиқида мәсҗиди әқсаға һуҗум қилиши, әтраптики мусулман йашларни бир йәргә җәм қилди. йашлар мәсҗиди әқса үчүн шоарларни товлиди.

исраилийәлик ашқун йәһудий көчмәнләр тәшкилатлири, «исраилийә қурулған күн» ни тәбрикләш мунасивити билән мәсҗиди әқсаға бесип кирип, мәсҗиди әқсада исраилийә байриқини ечиш вә миллий нахшиларни ейтиш чақириқида болғаниди.

буниңға җаваб тәриқисидә, пәләстинлик кишилик һоқуқ паалийәтчилири билән өлималар, пәләстинликләрни мәсҗиди әқсани техиму зийарәт қилишқа вә мәсҗиди әқсаға топлинишқа чақирғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر