американиң афғанистанда 7 милйард доллар қиммитидики қорал-йарағлири қалған

америка дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон) ниң конгрәгә сунған бир доклатида, американиң афғанистандин чекиниши җәрйанида 7 милйард долларлиқ һәрбий үскүниләрни арқида қалдуруп кәткәнлики билдүрүлди.

1820594
американиң афғанистанда 7 милйард доллар қиммитидики қорал-йарағлири қалған

түркийә авази радийоси хәвири: америка с н н телевизийәси дөлә мудапиә министирлиқиниң афғанистандин чекиниш доклати тоғрисида хәвәр елан қилди.

доклатта, «америка 2005-йилидин 2021-йили авғустқичә афғанистан дөләт мудапиә вә хәвпсизлик күчлиригә 18.6 милйард долларлиқ һәрбий үскүниләрни бәрди» дейилгәнлики билдүрүлди.

доклатта, бу һәрбий үскүниләрниң 7.12 милйард доллар қиммитидики қисминиң, америка 30-авғуст (2021) афғанистандин чекиниш ахирлашқандин кейин қалғанлиқи әскәртилди.

доклатта, дөләт мудапиә министирлиқиниң бу һәрбий үскүниләрни «қайтурувелиш йаки йоқитиш» үчүн афғанистанға қайтиш пиланиниң йоқлуқи қәйт қилиниш билән биргә, бу һәрбий үскүниләрниң ичидә айропилан, һәрбий аптомобиллар, һәр хил қорал-йарағлар, учур-алақә әслиһәлири вә башқа қоралларниң барлиқи билдүрүлди.

афғанистанда 923.3 милйон доллар қиммитидә 78 айропиланиниң қалғанлиқи қәйт қилинған доклатта, америка армийәси чекиништин илгири бу айропиланларниң көп қисмини учалмас һалға кәлтүргәнлики әскәртилди. булардин башқа, афғанистанда қиммити 6 милйон доллардин артуқ 9 миң 524 данә һавадин қуруқлуққа қойуп берилидиған қораллар, 40 миңдин артуқ һәрбий аптомобил, 300 миңдин артуқ һәр хил қоралиниң қалғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر