түркийәдә америка – русийә мәһбуслири алмаштурулди

америка қошма иштатлири билән русийә оттурисидики тутқун алмаштуруш, әнқәрә билән һәмкарлиқ ичидә түркийәдә ишқа ашурулди.

1819467
түркийәдә америка – русийә мәһбуслири алмаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: вашингтон билән москва оттурисидики сүркилиш, 24 – февралдин буйан давамлишиватқан украина уруши сәвәбидин барғансери әвҗ елип кетиватқан бир пәйттә, түнүгүн икки пайтәхт оттурисида, узундин буйан ккүтүлүватқан тутқун алмаштуруш ишқа ашурулди.

русийә, 2019-йилдин бери русийәдә түрмидә йетиватқан америка деңиз армийәси қуруқлуқта җәң қилғучи қисиминиң сабиқ әскири тревор редни, кокайин әткәсчилики җинайити билән әйиблинип америка қошма иштатлирида түрмидә йетиватқан рус учқучи константин йарошенко билән алмаштурди.

америка қошма иштатлириниң исмини ашкарилашни халимиған бир әмәдари, бу һәқтә америка ахбарат васитилириға бәргән байанатида, мундақ деди: «тутқун алмаштуруш, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған һөкүмитиниң һәмкарлиқи, (пирезидент җо) байдин һөкүмити даирилири билән (русийә пирезидент мәһкимиси) киремил сарийи даирилири тәрипидин  алдин чиқирилған қарарға асасән диққәт билән орунлаштурулған һәрикәт арқилиқ, түркийәдә ишқа ашурулди. ред билән йарошенко охшаш вақитта түркийәгә кәлди. һәр икки тәрәптики әтрәтләр, қарши тәрәп тәклип қилған кишиниң салаһийитини дәлиллиди, андин йарошенко билән ред учуш йолида айропилан тәрәпкә қарап маңди.»

бу арилиқта, ақсарай байанатчиси йен псаки, байанат елан қилип, русийә билән америка қошма иштатлири оттурисида тутқун алмаштурулушиға иҗазәт бәргәнлки үчүн, түркийәгә миннәтдарлиқ билдүридиғанлиқлирини җакарлиди.

ред, 2019-йили 15 – авғуст күни, русийәдә сақчилар билән җедәлләшкәндин кейин қолға елинған, кейин «русийә сақчилириниң һайати вә саламәтликигә хәвп йәткүзүш» җинайити билән әйиблинип 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди.

пуқрави учқучи йарошенко болса, 2011-йили либерийәдин америка қошма иштатлири вә йавропаға кокайин әткәсчилики қилиш билән әйиблинип, 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر