исраилийә баш министири беннет тәһдит хети тапшурувалди

исраилийә баш министири нафтали беннет тәһдит хети тапшурувалғандин кейинки байанатида: «сийасий сүркүлүш һәрқанчә чоңқурлашқан тәқдирдиму, зораванлиқ, бозәк қилиш вә өлүм тәһдити дәриҗисигә йәтмәслики керәк» деди.

1818817
исраилийә баш министири беннет тәһдит хети тапшурувалди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә сақчи даирилири баш министир нафтали беннетниң өйигә әвәтилгән вә ичидә оқ мушәки чиққан тәһдит хетигә қарита тәкшүрүшниң башланғанлиқини елан қилди.

исраилийә дөләтлик тарқитиш идариси (KAN) ниң хәвиригә асасланғанда, ранана шәһиридики беннетниң өйигә ичидә оқ мушәки болған бир тәһдит хети әвәтилгән.

исраилийә сақчилири вә ички бихәтәрлик идариси шин-бет (шабак) бу хәтниң келиш мәнбәсини тепиш үчүн тәкшүрүшни башлиған.

ибраний тилида тарқитиш беридиған «Walla News» хәвәрләр тор бекитидиму вәқәдин кейин беннет аилисидикиләргә қарита қоғдаш вә бихәтәрлик тәдбирлириниң күчәйтилгәнлики билдүрүлди.

исраилийә баш министири беннет тивиттер һесабида һәмбәһирлигән учрида, «сийасий сүркүлүш һәрқанчә чоңқурлашқан тәқдирдиму, зораванлиқ, бозәк қилиш вә өлүм тәһдити дәриҗисигә йәтмәслики керәк» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر