русийә украинаға әвәтилгән қорал-йарағларниң партлитилветилгәнликини билдүрди

русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатчиси игор конашенков запорижва шәһиридә америка вә йавропа дөләтлиридин әвәтилгән қорал-йарағлар қойулған искилатларниң йирақ мусапилиқ башқурулидиған бомбилар билән партлитилғанлиқини билдүрди.

1819134
русийә украинаға әвәтилгән қорал-йарағларниң партлитилветилгәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатчиси игор конашенков русийә армийәсиниң украинадики әһвали тоғрисида мәлумат бәрди.

у украинадики нуқтиларға йуқири техникилиқ қораллар билән зәрбә беришниң давамлишиватқанлиқини әскәртип: «америка вә йавропа дөләтлири украина армийәсигә әвәткән нурғун қорал-йарағлар қойулған запорижва алйумин завутидики искилат йуқири техникилиқ йирақ мусапилиқ <калибр> намлиқ башқурулидиған бомбилар билән йоқ қилинди» деди.

у русийә һава армийәсиниң тактикилиқ қисимлириниң кечә бойичә украинаниң 59 һәрбий нуқтисини бомбардиман қилғанлиқини билдүрүп, башқурулидиған бомба вә зәмбирәк қисимлириниң 573 нуқтини от чәмбирики астиға алғанлиқини қәйт қилди.

у һава қалқан мудапиә системилири билән охшимиған җайларда украинаниң 118 учқучисиз һава аппарати вә « U-точка» намлиқ башқурулидиған бомбисиниң йоқитилғанлиқини әскәртти.

у: «украина армийәсиниң 141 айропилани, 110 тик учари, 607 учқучисиз һава аппарати, 273 һава қалқан мудапиә системиси, 2 миң 596 танкиси вә биронивики, 296 ракета атари, 1134 зәмбирәк вә минамийоти, 2 миң 413 һәрбий аптомобили пачақлап ташланди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر