бейҗиңлиқлар запас йемәклик топлимақта

бейҗиңлиқлар «ковид – 19» йуқуми тәкшүрүши давамлишиватқан бир пәйттә пат йеқинда карантин астиға кириш чәклимисиниң елан қилинишидин әнсирәп запас йемәклик топлимақта.

1818941
бейҗиңлиқлар запас йемәклик топлимақта

түркийә авази радийоси хәвири: бейҗиңда аммиви һалда «ковид – 19» йуқуми тәкшүрүши давамлишиватқан бир пәйттә, бейҗиңлиқларниң алақзадә болуп, запас йемәклик вә башқа буйумларни сетивелиши сәвәбидин, мал баһаси 2 һәссә өрләшкә башлиди. хитайниң пайтәхти бейҗиң, бу һәптә аммиви һалда «ковид – 19» йуқуми тәкшүрүшини 22 милйонлуқ шәһәрниң бир районидин һәммә райониға дегүдәк кеңәйткәнликтин, «шаңхәйдә елан қилинғандәк, бейҗиңдиму пат йеқинда карантин астиға кириш чәклимиси елан қилиниду» дәп қарайдиғанларниң сани көпийип кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر