бирма соти аң сан сучи үстидин һөкмини елан қилди

бирмада тәхттин чүшүрүлгән рәһбәр аң сан сучи чириклик җинайити билән бәш йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

1819068
бирма соти аң сан сучи үстидин һөкмини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирма һәрбий соти бүгүнгичә 11 қетим чириклик җинайити билән әйибләнгән аң сан сучи үстидин тунҗи қарарини елан қилди.

бирмада тәхттин чүшүрүлгән рәһбәр аң сан сучи 600 миң доллар нәқ пул вә алтун пара елиш билән әйиблинип, бәш йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

аң сан сучи үстидә 10 айрим чириклик тәкшүрүши бар. 76 йашлиқ аң сан сучи қанунсиз симсиз телефон импорт қилиш вә симсиз телефон сақлаш, хәлқни исйан қилишқа күшкүртүш, вухән вируси (Kovid-19) тәдбирлиригә хилаплиқ қилиш қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблинип, алтә йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

аң сан сучиниң һәрбий өзгириш нәтиҗисидә һакимийәт бешиға чиққан һөкүмәтниң һәммә әйибләшлири билән җаза берилгән әһвалда, 175 йилғичә болған қамақ җазасиға һөкүм қилиниш мумкинлики қәйт қилинди.

бирма армийәси 2020-йили өткүзүлгән сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқиниң илгири сүрүлүши билән дөләттә җиддийчилик күчәйгәндин кейин, 2021-йили 1-феврал һакимийәтни өткүзүвалған вә дөләтниң әмәлийәттики рәһбири, шундақла ташқи ишлар министири аң сан сучини асас қилған һалда нурғун әмәлдарларни һәмдә партийә рәһбәрлирини қолға елип, бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.

бирма армийәсиниң һәрбий өзгиришкә қарши чиққан намайишчиларни вә исйанчи қораллиқ гуруппиларни бастуруш һәрикитидә, бүгүнгичә 902 киши җенидин айрилди, миңларчә намайишчи тутулди.

сийасий мәһбусларға йардәм қилиш тәшкилатиниң мәлуматлириға асасланғанда, һәрбий өзгириштин буйан тәхминән 1400 дин артуқ киши җенидин айрилған, 10 миңдин артуқ киши қолға елинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر