папа рус ортодокс черкавиниң рәһбири кирил билән көрүшүшини әмәлдин қалдурди

католикларниң руһаний рәһбири вә ватикан пирезиденти папа франсискес русийә ортодокс черкавиниң рәһбири патрик кирил (Kirill) билән ийун ейида (2022) қуддуста пилан қилинған көрүшүшни әмәлдин қалдурғанлиқини билдүрди.

1816609
папа рус ортодокс черкавиниң рәһбири кирил билән көрүшүшини әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: папа франсискес аргентинаниң ла насийон (La Nacion) гезитиниң зийаритини қобул қилғанда, патрик кирил билән болған мунасивәтлириниң «наһайити йахши» икәнликини билдүрүп: «ватиканниң патрик кирил билән ийунда қуддуста пилан қилинған иккинчи қетимлиқ йүз туранә көрүшүшни әмәлдин қалдурушқа мәҗбур болғанлиқимиздин әпсуслинимән. дипломатийәмиз һазир бизниң бир йәргә җәм болушимизниң қалаймиқанчилиқ пәйда қилидиғанлиқини чүшәнди» деди.

йәнә бир тәрәптин, 24-феврал (2022) украинаға қарши уруш қозғиған русийәни йаки русийә пирезиденти путинни бивастә әйиблимигәнлики үчүн тәнқидләргә дуч кәлгән папа, илгирики папаларниң һечқайссиниң ундақ қилмиғанлиқини қәйт қилди.

у украинаниң пайтәхти кийевни зийарәт қилиш чақириқлири үстидә тохтилип, бундақ зийарәттин кейин уруш давамлашса, әһмийити болмайдиғанлиқини әскәртти.

русийә ортодокс черкавиниң ташқи мунасивәтләр бөлүминиң башлиқи иларийон (İlarion) байанат елан қилип, патрик кирил вә папа франсискес көрүшүшиниң кечиктүрүлүшигә, украина-русийә урушиниң сәвәб болғанлиқини билдүрди.

у йәнә, кирил вә папа фирансискесниң қәйәрдә вә қачан көрүшидиғанлиқиниң елан қилинмиғанлиқини байан қилип, өзлириниң йиғин мәзмуни вә тәййарлиқлири тоғрисидики хизмәтләрни техичә башлимиғанлиқини ейтти.

папа билән патрик кирил биринчи қетим 2016-йили куба пайтәхти һавана айродурумида көрүшкән. иккинчи қетим 16-март (2022) интернетта синлиқ көрүшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر