русийә балтиқ деңизи дөләтлиридин өч алди

русийә үч балтиқ деңизи дөләтлириниң бәзи шәһәрләрдики консулханилирини тақиди.

1815968
русийә балтиқ деңизи дөләтлиридин өч алди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи балтиқ деңизи дөләтлириниң консулханилирини тақиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, латвийә, литванийә вә естонийәгә нота тапшурулғанлиқи, литванийәниң клайпеда, латвийәниң лейпада, давгавплис, естонийәниң нарва вә тарту шәһәрлиридики русийә консулханилирини тақашқа наразилиқ билдүрүлгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, буларға җавабән вә мәзкур дөләтләрниң украинаға һәрбий йардәм қилиши сәвәбидин латвийәниң петерсбург вә псковдики консулханилириниң, естонийәниңму петерсбург вә псковдики консулханилириниң,  литванийәниң петерсбургдики консулханисиниң паалийәт қилишиға берилгән рухсәтниң әмәлдин қалдурулғанлиқи әскәртилди.

байанатта йәнә, мәзкур дөләтләрниң йуқирида тилға елинған консулханилиридики дипломатларниң «қарши елинмайдиған кишиләр» дәп елан қилинғанлиқи, русийә пуқраси болмиған мәмурий вә техника хадимлириниңму «қобул қилғили болмайдиған кишиләр» елан қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта мундақ дейилди:

«исми тапшурулған кишиләрниң, өз дөләтлиридики русийә дипломатлириниң чеградин чиқиши үчүн берилгән охшаш муддәт ичидә русийә земинлиридин чиқип кетиши тәләп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر