украинада 12 милйондин артуқ киши йурт-маканлридин айрилған

русийәниң 24-февралда (2022) украинаға қарши башлиған уруш сәвәбидин 12 милйондин артуқ киши йурт-маканлиридин айрилди.

1815042
украинада 12 милйондин артуқ киши йурт-маканлридин айрилған

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара көч тәшкилати баш директори антонийо виторино (AntonioVitorino) б д т хәвпсизлик кеңишигә мәлумат бәргәндә, украинада русийәниң һуҗумлири шиддәтләнгәнсери чоңлар вә балиларниң писхологийәлик еһтийаҗлириниңму ашидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

у айаллар вә балиларни адәм әткәсчилики, хорлаш вә җинсий зораванлиқтин қоғдаш керәкликини оттуриға қойди.

у украинадики балиларниң йеримидин көпрәкиниң өй-маканлиридин айрилғанлиқини әскәртип, бу балиларни күтүвалған дөләтләрни ата-аниси болмиғанларни ениқлашқа, уларни аилисидикиләр вә туғқанлири билән җәм болушқа йардәм қилишқа чақирди.

у мусапирларға қаритилған айримичилиқлар үстидә тохталғанда, буни ахирлаштурушни тәләп қилған һалда кишиниң рәңги, етник тәвәлики, миллити йаки көчмән салаһийитиға асасән айримичилиқ қилишни қобул қилғили болмайдиғанлиқини қәйт қилди.

б д т мусапирлар алий комиссарлиқиниң мәсули келли клементс украиналиқ мусапирлар саниниң тәхминән 5 милйонға йәткәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر