байдинниң пирезидентлиққа қайта намзат болидиғанлиқи илгири сүрүлди

америка пирезиденти җо байдинниң сабиқ пирезидент барак обамаға өзиниң йәнә бир қетим пирезидент болуш үчүн сайламға қатнишидиғанлиқини ейтқанлиқи илгири сүрүлди.

1814900
байдинниң пирезидентлиққа қайта намзат болидиғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: «The Hill» гезитиниң бу темиға йеқин мәнбәләрни асас қилған хәвиригә қариғанда, байдин обама билән өзиниң 2024-йилидики пирезидентлиқ сайлими һәққидики пиланини ортақлашқан.

байдинниң 2024-йили иккинчи қетим пирезидентлиқ сайлимиға қатнишидиғанлиқини ейтқанлиқини билдүргән мәнбәләр, «җо байдин йәнә бир қетим кандидат болушни вә һәммә адәмниң буниңдин хәвәрдар болушини халайду» дегән.

американиң сабиқ пирезиденти доналд трампниңму 2024-йилидики сайламда кандидат болушқа тәййарлиқ қиливатқанлиқини билдүргән мәнбәләр, авамниң қоллаш нисбити төвән болсиму, байдинниң йәнила трампни мәғлуп қилалайдиған әң күчлүк демократик қанат намзат икәнликини илгири сүргән.

обама 4-айниң 5-күни ақсарайда өткүзүлгән бир паалийәткә қатнашқан вә байдин билән чүшлүк тамақ йегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر