зеленский донбас урушиниң башланғанлиқини билдүрди

украина пирезиденти володимир зеленский: «һазир русийә қисимлириниң узун вақиттин буйан тәййарлиқ қилған донбас урушиниң башланғанлиқини ейталаймиз» деди.

1814389
зеленский донбас урушиниң башланғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зеленский елан қилған видео нутуқида, русийә армийәсиниң донбасқа һуҗум башлиғанлиқини, әмма қанчилик рус әскири әвәтилишидин қәтийнәзәр украина армийәсиниң районни вә дөлитини қоғдайдиғанлиқини тәкитлиди.

у: «һазир русийә қисимлириниң узун вақиттин буйан тәййарлиқ қилған донбас урушиниң башланғанлиқини ейталаймиз. русийә армийәсиниң көп қисми һуҗумға мәркәзләшти. у йәргә қанчилик рус әскири әвәтилишидин қәтийнәзәр, биз урушимиз. қара деңизимизни қоғдаймиз. һәр күни шундақ қилимиз. украинаниң һечқандақ шәйийсидин ваз кәчмәймиз» деди.

украина пирезидентлиқ ишханисиниң баш мәслиһәтчиси олексий арестович русийә армийәсиниң украинаниң шәрқидә йеңи һуҗум башлап районни қолға киргүзүшкә урунуватқанлиқини билдүрди.

у бир дөләтлик телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилғанда, русийә башлиған йеңи һуҗумда төт мәқсәтниң барлиқини әскәртип, русийәниң бу нишанлириға йетәлмәйдиғанлиқини вә һуҗумниң 17-апрел (2022) башланғанлиқини илгири сүрди.

у русийә армийәсиниң асасән украинаниң шәрқидики мудапиә линйәсини бузушқа тиришиватқанлиқини вә биринчи вәзиписиниң луханск районидики рубежно-попаснайа-северодонетск линйәсидики земинларни қолға киргүзүш икәнликини؛ бу арқилиқ пүткүл районни украинаниң башқа районлиридин үзүп ташлашқа урунидиғанлиқини қәйт қилди.

у русийәниң иккинчи нишаниниң харкив районидики изйумдин славйанск вә краматорскқичә болған районға һуҗум қилип, бу районларни қолға киргүзүш икәнликини؛ русийәниң башқа нишанлириниң болса, запорижваниң гулйайпол райони вә марийуполни қолға киргүзүш икәнликини билдүрди.

америка дөләт мудапиә министирлиқиниң бир йуқири дәриҗилик мәсулиму русийәниң украинаниң шәрқидики тактикилиқ баталийон санини 76 гә чиқарғанлиқини уқтурди.

русийәниң тактикилиқ баталийонлирида 800 дин 1000 ғичә әскәр болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر