пакистанниң бирләшмә һөкүмити вәзиписини башлиди

пакистанда баш минстир шаһбаз шәрифниң бирләшмә һөкүмити қәсәм қилип вәзипә тапшурувалди.

1814641
пакистанниң бирләшмә һөкүмити вәзиписини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: пакситан таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасимиға, пакистан пирезиденти ариф алвиниң саламәтликиниң йахши әмәслики сәвәбидин пирезидент вәкили вә кеңәш палатасиниң башлиқи муһәммәд садиқ санҗрани рийасәтчилик қилған.

пирезидентлиқ сарийида өткүзүлгән мурасим, қуран кәрим тилавити билән башланди.

мурасимда, муһәммәд садиқ санҗрани оқуған қәсәм текстини әгишип оқуған бирләшмә һөкүмәт әзалири, вәзиписини рәсмий башлиди.

хәвәрләрдә, әслидә түнүгүн (18-апрел) мурасимниң пирезидент ариф алвиниң саламәтлики сәвәбидин бүгүнгә (19-апрел) кечиктүрүлгәнлики илгири сүрүлди.

пакистан йеңи кабентида 31 федератсийә министир, үч муавин министир бар. кейинки күнләрдә кабентниң кеңәйтилидиғанлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر