хитай американиң һинди-тинч окйан истратегийәсиниң зийанлиқ икәнликини базарға селишқа башлиди

хитай американиң һинди-тинч окйан истратегийәси кәлтүрүп чиқиридиған қутуплишишларниң, районда украинадикигә охшаш тирагедийәләргә сәвәб болуши мумкинлики тоғрисида агаһландурди.

1813071
хитай американиң һинди-тинч окйан истратегийәсиниң зийанлиқ икәнликини базарға селишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида билдүрүлишичә, ташқи ишлар министири ваң йи вийетнам ташқи ишлар министири буй танх сон билән телефонда көрүшкән.

көрүшүштә, ваң йи асийа дөләтлиригә тинчлиқ вә муқимлиқниң қанчилик қиммәтлик икәнликини вә қутуплишишниң түгимәс хәтәр елип келидиғанлиқини тәкитлиди.

у американиң һинди-тинч окйан истратегийәсини илгири сүрүп, районда җиддийчилик, қалаймиқанчилиқ вә қутуплишиш пәйда қилишқа тиришиватқанлиқини билдүрди.

у: «бу хил қәдәмләрн районда тәстә қолға кәлтүргән тинчлиқ вә тәрәққийаттин башқа, шәрқий җәнубий асийа дөләтлири бирләшмисини мәркәз қилған район һәмкарлиқи мимарисиға чоң зийан салиду. соғуқ уруш роһиниң қайтидин тирилишиға вә әтрапимизда украинаға охшаш тирагедийәниң оттуриға чиқишиға рухсәт қилмаслиқимиз керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر