лавров ғәрбниң украинани донбас мәсилисини күч ишлитип һәл қилишқа қистиғанлиқини илгири сүрди

сергей лавров ташқи ишлар министирлиқиға қарашлиқ москва дөләтлик дипломатийә институтида өткүзүлгән «рәқәмлик хәлқара мунасивәт — 2022» намлиқ йиғинида сөз қилди.

1812337
лавров ғәрбниң украинани донбас мәсилисини күч ишлитип һәл қилишқа қистиғанлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, ғәрб дөләтлириниң украинани донбас мәсилисини зорлуқ билән һәл қилишқа иттиргәнликини әскәртип, «кийев донетсик вә луханскқа қарши урушқа тәййарлиқ қиливататти» деди.

сергей лавров ташқи ишлар министирлиқиға қарашлиқ москва дөләтлик дипломатийә институтида өткүзүлгән «рәқәмлик хәлқара мунасивәт — 2022» намлиқ йиғинида сөз қилди.

у, русийә билән украина оттурисида 24-февралдин буйан давам қиливатқан уруш тоғрисидики сөзи җәрйанида, ғәрб дөләтлириниң украинаға йетәкчилик қиливатқанлиқиға ишарәт қилип: «ғәрб дөләтлири 8 йил бойичә кийев һакимийитиниң минсик келишимигә бойсунмаслиқ истикини қоллиди, уларни донбас мәсилисини зорлуқ билән һәл қилишқа мәҗбурлиди. кийев донетсик вә луханскқа қарши урушқа тәййарлиқ қиливататти» деди.

лавров ғәрбниң нормал алақә йоллирини тақашқа урунуватқанлиқини, рәқәмлик дипломатийәниң көз қарашларни чәт әлдики көзләнгән нуқтиға йәткүзидиған бирдинбир йол икәнликини ейтти вә сөзини давамлаштуруп: «ғәрб украина киризисини баһанә қилип бизгә қарши арилашма җәң елан қилди. бу уруш учур саһәси қатарлиқ һәр қайси саһәләрни өз ичигә алмақта» дегәнләрни қәйт қилди.

русийәниң өзини йалғузлаштурмиғанлиқини әскәрткән лавров: «нөвәттики киризис һәр қандақ саһәдикигә охшаш тәрәққийат үчүнму қошумчә пурсәт билән тәминләйду» деди.

русийәниң интернет башқуруш вә тор бихәтәрлики саһәсидә иҗабий һәмкарлиқ орнитишни қоллайдиғанлиқини билдүргән рус министир, москваниң рәқәмлик саһәдә өз бихәтәрликигә капаләтлик қилидиғанлиқини вә тор супилирини тәрәққий қилдуридиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر