б д т украинада җенидин айрилғанлар тоғрисида мәлумат елан қилди

украинада русийә 24-феврал (2022) башлиған уруш сәвәбидин, әң аз дегәндә 1 миң 932 киши җенидин айрилди, 2 миң 589 киши йариланди. 4 милйон 656 миң 509 киши қошна дөләтләрдә панаһланди.

1812303
б д т украинада җенидин айрилғанлар тоғрисида мәлумат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т алий комиссарлиқи байанат елан қилип, украинадики мусапирлар киризиси тоғрисида мәлуматларни ортақлашти.

байанатта, 24-февралдин 12-апрелғичә 4 милйон 656 миң 509 кишиниң қошна дөләтләрдә панаһланғанлиқи, буларниң йеримидин көпиниң полшада икәнлики қәйт қилинди.

байанатта, полшада 2 милйон 669 миң 637, руменийәдә 709 миң 249, венгирийәдә 434 миң 342, русийәдә 433 миң 83, молдовада 415 миң 850, силовенийәдә 323 миң 20 вә беларусийәдә 21 миң 292 кишиниң панаһланғанлиқи؛ донетск билән луханск районлиридин 21-23-феврал күнлири 113 миң кишиниң русийәгә өткәнлики билдүрүлди.

б д т алий комитетиниң байанатчиси шабийа манту (ShabiaMantoo) анадолу агентлиқи мухбириниң зийаритини қобул қилип, бәзи украина мусапирлириниң қошна дөләтләрдә йөткилип турғанлиқи үчүн омумий санниң йуқири чиққанлиқини ейтти.

украинадин қошна дөләтләрдә панаһланған йүз миңларчә украиналиқниң башқа йавропа дөләтлиригә өткәнлики билиниду.

б д т ға қарашлиқ хәлқара көч тәшкилати (IOM) украина ичидә 7.1 милйон пуқраниң өй-маканлиридин айрилғанлиқини елан қилған иди.

б д т кишилик һоқуқ алий комитетиниң байанатида, украина-русийә урушида 24-февралдин 12-апрелғичә әң аз дегәндә 1932 кишиниң җенидин айрилғанлиқи, 2 миң 859 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, пуқраларниң өлүми вә йариланғанлар саниниң байқалғандин көп болуш мумкинлики әскәртилди.

көпинчә пуқраларниң өлүмигә, топ-зәмбирәк вә ракета атар системилиридин қилинған бомбардиманлар вә һава бомбардиманидин башқа, тәсири күчлүк партлитиш қораллириниң ишлитилишиниң сәвәб болғанлиқи қәйт қилинди.

б д т украинадики пуқраларниң өлүмигә мунасивәтлик пәқәт дәлилләнгән рәқәмләрни елан қилмақта.

украина һөкүмитиниң билдүрүшичә, җенидин айрилған пуқралар сани елан қилинғандин көп.

украина баш тәптиш мәһкимиси байанат елан қилип, русийә һуҗум башлиған 24-февралдин бүгүнгичә (14-апрел) 197 кичик балиниң җенидин айрилғанлиқини, 351 кичик балиниң йариланғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر