җо байдин билән борис җонсон украинаға қилинидиған йардәмләрни музакирәиләшти

америка пирезиденти җо байдин билән әнгилийә баш вәзири борис җонсон украинаға қилинидиған йардәмләрни музакирәиләшти.

1811320
җо байдин билән борис җонсон украинаға қилинидиған йардәмләрни музакирәиләшти

түркийә авази радийоси хәвири: әнгилийә баш вәзирлик 10-номурлуқ ишханисиниң байанатиға асасланғанда, җонсон телефон сөһбитидә һәптә ахирида елип барған кийев зийарити һәққидә байдинға мәлумат бәргән.

җонсон билән байдин украина армийәсиниң шәрқтә йеңи бир русийә һуҗумиға тәййарлиқ қиливатқанлиқини, украинаға һәрбий вә иқтисадий йардәмни ашуруш вә тезлитиш  керәкликини музакириләшкән.

рәһбәрләр йәнә, русийә пирезиденти виладимир путинға қарита иқтисадий бесимини ашуруш вә ғәрб дөләтлириниң русийәниң нефит вә тәбиий газиға тайинишини түгитиш үчүн тиришчанлиқларни давамлаштуруш тоғрисида келишкән.

җонсон кәлгүси бир нәччә күн вә бир нәччә һәптә ичидә украинаға парахотқа қарши башқурулидиған бомба вә һәрбий аптомобилларни йардәм қилидиғанлиқини билдүрүп, хәлқара җәмийәтниңму украинаға узун муддәтлик вәдә беришиниң зөрүрлүкини ейтқан.

русийә қисимлири 24-февралда украинаға һуҗум башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر