украина армийәси йеңи мәлуматларни елан қилди

украина армийә қоманданлиқ иштаби русийә армийәсиниң 24-февралдин 12-апрелғичә тартқан талапәтлири тоғрисида йеңи мәлуматларни елан қилди.

1811172
украина армийәси йеңи мәлуматларни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштаби русийә армийәсиниң 24-февралдин 12-апрелғичә тартқан талапәтлири тоғрисида йеңи мәлуматларни елан қилди.

украина армийә қоманданлиқ иштабиниң мәлуматлириға асасланғанда, 19 миң 600 русийә әскири өлтүрүлгән. 157 айропилан, 140 тик учар, 732 танка, 1 миң 946 биронивик, 349 зәмбирәк, 111 ракета атар системиси, 63 һава қоғдиниш системиси, 1 миң 406 һәрбий аптомобил, йәттә йиник типлиқ парахот, 76 йеқилғу аптомобили вә 124 учқучисиз һава аппарати пачақлап ташланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر