русийәниң украинадики қисимлирини күчләндүрүватқанлиқи илгири сүрүлди

украина армийә қоманданлиқ иштаби байанат елан қилип, русийәниң украинадики армийә қисимлирини күчләндүргәнликини илгири сүрди.

1810328
русийәниң украинадики қисимлирини күчләндүрүватқанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштаби байанат елан қилип, русийәниң украинадики армийә қисимлирини күчләндүргәнликини илгири сүрди.

байанатта: «русийәдә һәрбий қисимларни алмаштуруш, қоманданлиқ вә контрол қилиш системисини күчләндүрүш, һәрбий қисимларни маддий вә техника билән тәминләшни капаләткә игә қилиш үчүн қәдәмләр ташланмақта» дейилди.

буниң үчүн русийәниң шәрқий вә мәркизий һәрбий районлридин украинаниң чеграсиға җайлашқан белгород, воронеж вә курск районлириға һәрбий қисимларни орунлаштурғанлиқи илгири сүрүлгән байанатта: «ишғалчилар харкив шәһирини қисмән қоршавға елишни давамлаштуруватиду. харкив шәһири үчүн ейтқанда, урушниң шиддәтлиниш еһтимали бар» дейилди.

йәнә бир тәрәптин, украинаниң луханск һәрбий райониниң башлиқи сергей гайдай русийә армийәсиниң донбас районини пүтүнләй қолға киргүзүшкә урунуватқанлиқини ейтти.

у кейинки күнләрдә донбаста урушниң шиддәтлинидиғанлиқини билдүрүп: «районға әскәр вә қорал-йарағларниң топлиниватқанлиқини көрүватимиз. буниңға тәййарлиниватимиз» деди.

у русийә әскәрлириниң рубижне шәһиригә һуҗум қилғанлиқини билдүрүп, хәлқни агаһландурди вә мундақ деди:

«йәнә бир химийәлик һуҗум қилинди. ракета атарларниң оқлири рубижне әтрапидики натрий кислата бакиға чүшти. өзәңларни қоғдашқа, йепиқ җайларда ишик вә деризәләрни тақашқа диққәт қилиңлар.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر