русийәниң 19 миңдин артуқ әскири йоқитилған

украина армийә қоманданлиқ иштаби украинаға қарши уруш башлиған русийәниң тартқан талапәтлири тоғрисида мәлумат елан қилди.

1810308
русийәниң 19 миңдин артуқ әскири йоқитилған

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштаби русийә армийәсиниң уруш башланған 24-февралдин (2022) 11-апрелғичә болған арилиқта тартқан талапәтлиригә мунасивәтлик мәлуматларни елан қилди.

украина армийә қоманданлиқ иштабиниң мәлуматлириға асасланғанда, украинаға қарши уруш қозғиған русийә армийәсиниң 19 миң 500 әскири өлтүрүлгән. буниңдин башқа, 254 айропилан, 137 тик учар, 725 танка, 1923 биронивик, 347 зәмбирәк, 111 ракета атар системиси, 55 һава қоғдиниш системиси, 387 һәрбий аптомобил, йәттә йиник типлиқ парахот, 76 йеқилғу аптомобили вә 119 учқучисиз һава аппарати пачақлап ташланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر