русийә краматорск пойиз истансисиға башқурулидиған бомба атти

украина бихәтәрлик идариси миңларчә киши тарқақлаштурушни күтүп туруватқан краматорск шәһириниң пойиз истансисиға башқурулидиған бомба һуҗуми қилинғанлиқини билдүрди.

1809534
русийә краматорск пойиз истансисиға башқурулидиған бомба атти

түркийә авази радийоси хәвири: украина бихәтәрлик идарисиартем дехтваренко русийәниң донетск райониға қарашлиқ краматорск шәһири пойиз истансисиға қилған башқурулидиған бомба һуҗумида, тарқақлаштурушни күтүп туруватқан төт кичик бала болуп, җәмий 39 кишиниң җенидин айрилғанлиқини уқтурди.

у фәйсбук бетидә учур һәмбәһирләп: «расистлар краматорсктики пойиз истансисини бомбардиман қилди. төт кичик бала болуп, җәмий 39 киши җенидин айрилди» деди вә вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүшниң башланғанлиқини билдүрди.

краматорск шәһириниң башлиқи александир гончаренко һуҗумда йариланған көп кишиниң әһвалиниң еғир икәнликини, бәзилириниң қол-путлиридин айрилип қалғанлиқини қәйт қилди.

шәһәр башлиқи башлиқи александир гончаренко дохтурханиларниң йаридарларни давалаш үчүн йетишәлмигәнликини, тәхминән 40 дохтурниң йаридарларни оператсийә қилғанлиқини әскәртип, һуҗум йүз бәргәндә пойиз истансисида 4 миң пуқраниң барлиқини билдүрди.

украина төмүр йол идариси краматорск пойиз истансисида тарқақлаштурушни күтүп туруватқан 30 дин артуқ кишиниң җенидин айрилғанлиқини, 100 дин артуқ кишиниң йариланғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر