исраилийә сақчилири қуддуста пәләстинликләрни тутқун қилди

исраилийә сақчилири ишғал астидики шәрқий қуддусқа җайлашқан «шам дәрвазиси» алдида йиғилған пәләстинликләрдин 5 кишини тутқун қилди.

1808628
исраилийә сақчилири қуддуста пәләстинликләрни тутқун қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ишғал астидики шәрқий қуддуста, исраилийә сақчилири билән пәләстинликләр оттурисидики сүркилиш давамлашмақта.

иптардин кейин, миңларчә пәләстинлик, кона шәһәрниң символлуқ кириш еғизи «шам дәрвазиси» әтрапида топланди.

пәләстинниң рәсмий хәвәр агентлиқи «вафа» ниң хәвәр қилишичә, исраилийә сақчилири, ишғал астидики шәрқий қуддуста «мақдиси» дәп атилдииған узақ мәзгиллик туруш салаһийити бар 5 пәләстинликни тутқун қилған.

исраилийә дөләтлик ахбарат оргини (кан» болса, исраилийә сақчилириниң, «шам дәрваизиси» әтрапидики вәқәләрдә 4 кишини қолға алғанлиқини уқтурған.

хәвәрдә дейилишичә, бәзи пәләстинликләр билән исраилийә сақчилири оттурисида бир - биригә тил тәгкүзүш һақарәт қилиш вә тоқунуш йүз бәргән. исраилийә сақчилири, пәләстинликләргә калтәк билән мудахилә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر