гиретсийә 12 нәпәр русийә дипломатини «қарши елинмайдиған кишиләр» елан қилди

гиретсийә ташқи ишлар министирлиқиниң 12 нәпәр русийә дипломатини «қарши елинмайдиған кишиләр» елан қилғанлиқи билдүрүлди.

1808226
гиретсийә 12 нәпәр русийә дипломатини «қарши елинмайдиған кишиләр» елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, русийәниң гиретсийәдә хизмәт қиливатқан дипломатик вә консулхана орунлириниң 12 нәпәр хадиминиң «қарши елинмайдиған кишиләр» дәп уқтурди.

министирлиқ мәзкур қарарниң 1961-йили имзаланған дипломатик мунасивәтләр һәққидики вийенна келишими вә 1963-йили имзаланған консулхана хизмәтлири һәққидики вийенна келишиминиң маддилириға асасән чиқирилғанлиқини билдүрди.

русийәниң афенадики әлчиханисиға «қарши елинмайдиған кишиләр» дәп елан қилинған дипломатлар тоғрисида  мәлумат берилгәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر