кулеба бучадики вәһшийликниң «муз теғиниң көрүнгән қисми» икәнликини билдүрди

украина ташқи ишлар министири дмитро кулеба украина армийәси русийә армийәсидин азад қилған пайтәхт кийев әтрапиға җайлашқан бучадики вәһшийликниң «муз теғиниң көрүнгән қисми» икәнликини ейтти.

1807256
кулеба бучадики вәһшийликниң «муз теғиниң көрүнгән қисми» икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: украина ташқи ишлар министири дмитро кулеба украина армийәси русийә армийәсидин азад қилған пайтәхт кийев әтрапиға җайлашқан бучадики вәһшийликниң «муз теғиниң көрүнгән қисми» икәнликини, марийуполдики вәзийәтниң болса «техиму начар» икәнликини ейтти.

әнглийә ташқи ишлар вәзири лиз трус билән дмитро кулеба полша пайтәхти варашавадики учришишини ахирлаштуруп, украинаниң нөвәттики вәзийити тоғрисида бирликтә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

украина ташқи ишлар министири кулеба украинаниң пайтәхт кийевдики урушта ғәлбә қилған болсиму, урушниң техи ахирлашмиғанлиқини билдүрүп, русийәниң украинаниң шәрқидә қайтидин кәң көләмлик һуҗумға тәййарлиқ қиливатқанлиқини әскәртти.

у русийәниң донетск вә луханскта техиму көп районни қолға киргүзүшкә урунидиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди:

«қаниған марийуполни қолға киргүзүшкә уруниду. бучада көргән вәһшийлик, русийә армийәсиниң бүгүнгичә украина земинлирида өткүзгән барлиқ җинайәтлириниң, йәни муз теғиниң көрүнгән қисми. силәргә мубалиғә қилмастин чоңқур қайғу ичидә шуни дәймәнки марийуполдики вәзийәт, бучада, кийев әтрапидики башқа шәһәр вә район, йезиларда көргәнлиримизгә селиштурғанда интайин начар. буча, марийупол вә башқа җайларда йүз бәргән вәһшийликләр, G7  вә йавропа иттипақиниң ембарголирини зөрүр қилиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر