ливийәдә тепилған 7 тонна партлатқуч дора йоқ қилинди

мина тазилаш гуруппилири тириполиниң җәнубидики миздах районидин топлиған, партлимиған мина вә партлатқучларни һәрбий мәйданда контируллуқ шәкилдә  тизгинәк билән партлитип йоқатти.

1806532
ливийәдә тепилған 7 тонна партлатқуч дора йоқ қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийәниң «феврал» телевизийә қанилиниң хәвиригә асасланғанда, ливийә армийәси һәрбий инженерлиқ башқармисиға қарашлиқ гуруппилар пуқралар олтурақ районидин топланған 7 тоннилиқ мина вә партлатқучларни йирақтин тиезгинәк билән партлитип йоқатқан.

ливийә армийәси дөләтниң шәрқидики қораллиқ унсурларниң рәһбири хәлифә һафтәргә тәвә  қораллиқларниң тириполиға қилған һуҗумлиридин қалған партилатқуч маддиларни тазилаш вә йоқитиш хизмәтлирини узундин буйан давамлаштурмақта иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر