полша йавропадин 2.2 милйард йавро тәләп қилған

полша муавин ички ишлар министири блазей побози (BlazejPobozy) украина мусапирлириниң туралғу вә башқа хираҗәтлириниң капаләткә игә қилиниши үчүн йавропа иттипақидин 2.2 милйард йавро тәләп қилинғанлиқини елан қилди.

1805085
полша йавропадин 2.2 милйард йавро тәләп қилған

түркийә авази радийоси хәвири: полша муавин ички ишлар министири блазей побози дөләтлик «TVP» телевизийәсиниң зийаритини қобул қилғанда, полшаниң украина мусапирлириға йардәм қиливатқанлиқини әскәртип, йавропа иттипақиниң полшаға мусапирларниң хираҗәтлири үчүн йардәм қилишни кечиктүрмәслики керәкликини билдүрди.

у украиналиқларниң полшаниң сәһийә вә маарип системисиидин пайдилинишиға йардәмчи болуш, уларниң әмгәк базири базириға киришини асанлаштуруш үчүн «PESEL» дөләт кимлик номури берилгәнликини билдүрүп, һазирғичә %96 и айал вә кичик бала болуп, җәмий йерим милйонға йеқин украиналиқ мусапирға «PESEL» хизмити берилгәнликини қәйт қилди.

полшада 2.4 милйон украиналиқ мусапир бар.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر