йапонийәдә 5.1 бал йәр тәврәш апити йүз бәрди

йапонийәниң шәрқий шималида 5.1 бал йәр тәврәш апити мәйданға кәлди.

1801776
йапонийәдә 5.1 бал йәр тәврәш апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә метеорологийә идарисиниң  билдүрүшичә, фукушима деңиз һаһиллирида шу җай вақти саәт 12:08 дә, 50 километир чоңқурлуқта 5.1 бал йәр тәврәш мәйданға кәлгән.

йәр тәврәштин кейин, деңиз ташқини тоғрисида агаһландуруш берилмигән.

фукушима өлкиси деңиз саһиллирида 16-март күни мәйданға кәлгән 7.4 бал чоңлуқтики йәр тәврәштә 3 адәм һайатидин айрилған, 200 дин артуқ адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر