«‹тәйвән боғузи› ни муқимсизлаштуруш иғвагәрчиликигә җаваб қайтуримиз»

хитай «тәйвән боғузи» ни муқимсизлаштуруш мәқсәт қилинған иғвагәрчиликкә җаваб қайтуридиғанлиқи тоғрулуқ агаһландурушта болди.

1801756
«‹тәйвән боғузи› ни муқимсизлаштуруш иғвагәрчиликигә җаваб қайтуримиз»

түркийә авази радийоси хәвири: хитай хәлқ азадлиқ армийәси байанатчиси ву чйән, «тәйвән боғузи» ни муқимсизлаштуруш вә хитайниң асаслиқ мәнпәәтлиригә тәһдит селиш мәқсәт қилинған иғвагәрчиликкә қарши түрлүк чарә - тәдбирләрни қоллинидиғанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, тәйвәндики һакимийәт йүргүзүватқан демократик алға илгириләш партийәси даирилириниң, русийә – украина уруши билән тйвән арилиниң вәзийитини бир - биригә охшитиш тәшәббусида болуватқанлиқини, америка қошма иштатлиридики бир қисим сийасийонларниң «хитай тәһдити» тәриқисидики байанатлири арқилиқ бу тәшәббусни қоллаватқанлиқини илгири сүрүп мундақ деди: «тәйвән украина әмәстур, тәйвән мәсилиси хитайниң ички ишлири болуп, чәт әлниң арилишишини қобул қилғили болмайду. һәр қандақ адәм йаки күч, хитайниң қайтидин бирлишишини тосийалмайду.»

игилинишичә, бейҗиң һөкүмити, «бирла хитай» пиринсипини қоллинип, тәйвәнниң өз земининиң бир қисми икәнликини илгири сүридикән. хитай, деңиз боғузи вә әтрапидики һәрбий мәвҗудийитидин башқа, тәйвәнниң дунйа дөләтлири билән мустәқил дипломатик мунасивәт орнитишиға, шундақла, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатларда вәкиллик қилинишиға қарши туридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر