ваң: хитай украина кризисиға тәрәп болмайду

хитай ташқи ишлар министири ваң йи хитайниң украина киризисиға тәрәп болмайдиғанлиқини вә русийәгә қаритилған ембарголарниң тәсиригә учриғуси йоқлуқини ейтти.

1796200
ваң: хитай украина кризисиға тәрәп болмайду
Vang Yi.jpg
Vang Yi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, министир ваң түнүгүн (15-март) испанийәлик мәнсәпдеши җосе мануел албарис буено билән телефонда көрүшүп, украинаниң нөвәттики вәзийити һәққидә пикир алмаштурған.

испанийә ташқи ишлар министири буено украина вәзийитиниң йавропадики тинчлиқ вә муқимлиққа тәһдит шәкилләндүргәнликини, испанийәниң дийалог вә дипломатик йоллар билән балдуррақ урушниң тохтитилишини үмид қилидиғанлиқини тәкитләп, хитайниң бу җәһәттә актип рол ойнишини үмид қилидиғанлиқлирини тилға алған.

ваңму хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзаси болуш сүпити билән баштин-ахири тинчлиқ сөһбитигә илһамландурғанлиқини, русийә билән украина оттурисидики төтинчи қетимлиқ тинчлиқ сөһбитиниң барлиқ тәрәпләр үчүн қобул қиларлиқ илгириләшләрни қолға кәлтүрүшини үмид қилидиғанлиқини байан қилған.

ваң украинадики киризисниң йавропада көп йиллардин буйан йеғилип қалған бихәтәрлик әндишисиниң нәтиҗиси икәнликини тәкитләп, хитайниң русийә билән украина оттурисидики урушниң тохтитилиши вә тинчлиқ сөһбити билән урушниң ахирилишишиға илһамландурғанлиқини, өз нөвитидә йәнә йавропа вә русийәниңму баравәрлик асасидики дийалог вә музакирә арқилиқ бир-бириниң бихәтәрлик әндишәлиригә қобул қилғили болидиған һәл қилиш чариси тепишини һәмдә тәңпуңлуққа игә, үнүмлүк шундақла сиҗил йавропа бихәтәрлик қурулмисини бәрпа қилишини үмид қилидиғанлиқлирини тәкитлгән.

хитайниң ембаголар арқилиқ мәсилиләрни һәл қилишни әзәлдин қоллимайдиғанлиқини вә хәлқара лиқ қанунда орни болмиған бир тәрәплимә ембарголарға даим қарши чиқип кәлгәнликини, бу хил қәдәмләрниң хәлқаралиқ қаидәләрниң әһмийитини төвәнлитивитидиғанлиқини һәмдә дөләт хәлқлириниң параванлиқиға сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини билдүргән.

ваң: «хитай украина киризисиға биваситә тәрәп болмайду вә техиму көп ембарголарниң тәсиригә учриғуси йоқ. хитайниң қанунлуқ һоқуқини вә мәнпәәтини қоғдаш һоқуқи бар» дегән.

ваң испанийәниң йавропада муқимлиқ амили икәнликини вә киризисниң тинч йол билән һәл қилинишиға төһпә қошалайдиғанлиқини тәкитләп сөзни ахирлаштурған.

русийә қисимлири 24-февралда (2022) украинаға һуҗум башлиған вә арқидинла русийә һөкүмитигә қарита ембарголар йүзгүзүлүшкә башланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر