барзани америка ташқи ишлар министири блинкен билән көрүшти

шималий ирақ күрт (корд) районлуқ һөкүмәтниң баш министири барзани америка ташқи ишлар министири блинкен билән телефонда көрүшти.

1794915
барзани америка ташқи ишлар министири блинкен билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: шималий ирақ районлуқ һөкүмәтниң баш министири барзани твиттерда байанат елан қилип, блинкен билән түнүгүн (13-март) әрбилгә қилинған террорлуқ һуҗуми үстидә сөһбәтләшкәнликлирини билдүрди.

у: «әрбилгә қилинған һуҗумларда, йеқинқи йилларда бир қанчә қетим тәкрарланған ойдурма гәп-сөзләргә қарши дәрһал һәрикәткә өтүш керәкликини тәкитлидим. америкалиқ шериклиримизни күрдистан районини қоллаш үчүн техиму көп тиришчанлиқ көрситишкә чақирдим» деди.

әрбилгә қилинған башқурулидиған бомба һуҗумида, бир сода-санаәтчиниң өйи вә «K24 TV» қанили еғир бузғунчилиққа учриди.

шималий ирақ районлуқ һөкүмәтниң террорлуққа қарши туруш қисми әрбилгә ирақ сиртидин 12 башқурулидиған бомба етилғанлиқини елан қилған иди.

байанатта, һуҗумниң шу йәр вақти 01:00 дә йүз бәргәнлики вә 12 башқурулидиған бомбиниң әрбилдики америка консулханиси йоли үстидики бир мәһәллигә чүшкәнлики қәйт қилинди.

иран инқилабий муһапизәтчиләр армийәси әрбилгә қилинған һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алған иди.

шималий ирақ районлуқ һөкүмити иранниң һуҗумлириниң көпийиватқанлиқини, хәлқаралиқ җәмийәтниң аваз чиқармаслиқиниң бу һуҗумларниң йолини ечип беридиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر