америка һәйити венезуела пирезиденти мадуро билән көрүшкән

венезуела пирезиденти николас мадуро америка һәйити билән бир қетимлиқ «өзара һөрмәт» вә «сәмимий» көрүшүшни әмәлгә ашурғанлиқлирини ейтти.

1792182
америка һәйити венезуела пирезиденти мадуро билән көрүшкән

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела пирезиденти николас мадуро дөләт телевизийәсидә байанат елан қилип, һәр қачан дийалогқа очуқ икәнликлирини билдүрди.

у: «дипломатик көрүшүш болди. тәхминән икки саәт сөзләштуқ,  мән үчүн әһмийәтлик темилар үстидә йүзтуранә сөзлишиш интайин муһим» деди.

у венезуеланиң иқтисадий муқимлиқи үчүн барлиқ саһәләрниң вәкиллири билән қайтидин учришишларниң өткүзүлгәнликини әскәртип: «биз дөләтниң дийалог мусаписини дөләтниң сийасий, иқтисадий вә диний амиллири билән қайтидин җанландурушни қарар қилдуқ. биз техиму кәң даирилик, техиму кәң болған дөләт дийалог мусаписини қайтидин җанландуримиз» деди.

у русийәниң 24-феврал украинаға қарши қозғиған һуҗуми тоғрисида тохтилип, уруш давамлашқан әһвалда пул пахаллиқини контрол қилиш үчүн бәзи тәдбирләрни йолға қойушқа мәҗбур болидиғанлиқлирини әскәртти.

у русийәгә йүргүзүлгән ембарголарни тәнқид қилди вә: «енергийә баһалири, газ, нефит, йемәк-ичмәк баһалири вә оғут баһалири үстидә баһа тәңпуңсизлиқи бар иди. һазир техиму йаман болди. дийалог, музакирә, хәвпсизлик капаләтлиригә уйғун һалда тинчлиққа мәҗбурлаймиз» деди.

өткән һәптә американиң бир йуқири дәриҗилик һәйитиниң мадуро билән пайтәхт каракаста көрүшкәнлики тоғрисида хәвәрләр тарқалған иди.

ақсарайниң бу һәқтә елан қилған байанатлирида, көрүшүшләрдә енергийә билән тәминләш мәсилисиниң күнтәртипкә кәлгәнлики қәйт қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر