путин билән исираилийә пирезиденти нафтали беннет көрүшти

русийә пирезиденти владимир путин исираилийә баш министири нафтали беннет билән украинаниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилди.

1792102
путин билән исираилийә пирезиденти нафтали беннет көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә кремил сарийи путин билән исираилийә баш министири нафтали беннет билән көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, путин билән беннетниң «русийәниң украинада донбасни қоғдаш үчүн башлиған һәрбий һәрикити» мәсилисини музакирә қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «путин 7-март беларусийә һәйити билән украина һәйити оттурисида өткүзүлгән үчинчи қетимлиқ музакирәләр тоғрисида өзиниң қарашлирини ортақлашти» дейилди.

байанатта, икки рәһбәрниң мәзкур мәсилидә дийалогни давамлаштурушта пикир бирлики һасил қилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر