җонсон украинани техиму көп мудапиә қораллири билән тәминләш тоғрисида вәдә бәрди

әнглийә баш вәзири борис җонсон украинани техиму көп мудапиә қораллири билән тәминләш үчүн иттипақдаш дөләтләр билән бирликтә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәрди.

1790857
җонсон украинани техиму көп мудапиә қораллири билән тәминләш тоғрисида вәдә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә баш вәзирлик 10-номурлуқ ишханиси борис җонсонниң украинани техиму көп мудапиә қораллири билән тәминләш вәдисини бәргәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, баш вәзир борис җонсонниң украина пирезиденти зеленский билән телефонда көрүшүп, инглиз хәлқиниң пүтүнләй украина хәлқини қоллайдиғанлиқини тәкитлигәнлики қәйт қилинди.

байанатта, баш вәзир борис җонсонниң зеленский вә пүткүл украинаға болған қоллиши һәмдә һәйранлиқиниң күнсери ешип бериватқанлиқини тилға алғанлиқи әскәртилди.

байанатта мундақ дейилди:

«рәһбәрләр русийәниң 24-феврал башлиған йавайиларчә һуҗуминиң украина пуқралириға қарита барғансери ешип бериватқан тәһдитлирини музакирә қилди. баш вәзир борис җонсон әнглийәниң путинниң мувәппәқийәткә еришәлмәсликигә капаләтлик қилиш ирадисини тәкитлиди. у әнглийәниң украинани қоллаш үчүн қилған хизмәтлирини хуласилиди. икки рәһбәр борис җонсонниң алтә маддилиқ хәлқаралиқ һәрикәт пиланини музакирә қилди. рәһбәрләр украина армийәсиниң муһим еһтийаҗлирини күнтәртипкә қойди. борис җонсон техиму көп мудапиә қораллири билән тәминләш үчүн иттипақдашлар билән бирлктә тиришчанлиқ көрситиш тоғрисида вәдә бәрди.»

байанатта йәнә, борис җонсон билән зеленскийниң русийәниң қалаймиқан һуҗумлири вә уруш тохтитишқа қиливатқан хилаплиқлири вә барғансери йаманлишиватқан инсаний вәзийәтниму музакирә қилғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر