русийә американи ракета мотори билән тәминләшни тохтатти

русийәниң америка қошма иштатлирини ракета матори билән тәминләшни тохтатқанлиқи уқтурулди.

1789306
русийә американи ракета мотори билән тәминләшни тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә федератсийәси аләм қатниши идариси башлиқи димитрий рогозин, русийәниң дөләт игиликидики телевизийә қанили «Rossiya-24» ниң зийаритини қобул қилғанда,  москваниң 90- йиллиридин башлап американи ракета матори билән тәминләватқанлиқини билдүрди.

русийә йүргүзүлгән ембарголар түпәйли москваниңму вашингтонға әвәтилидиған мәһсулатлар һәққидә қарар чиқарғанлиқини билдүргән рогозин, «бүгүн биз NPO енергомашта ишләпчиқирилған ракета маторини америкаға әвәтишни тохтаттуқ» деди.

у йәнә, германийә билән хәлқара аләм понкитиниң русийә қисмида бирләшмә синақларниң елип берилмайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر