путин исраилийә вә һиндистан баш министирлири билән украина мәсилиси тоғрисида сөзләшти

русийә пирезиденти виладимир путин исраилийә баш министири нафтали беннет вә һиндистан баш министири нарендра моди билән көрүшти.

1788917
путин исраилийә вә һиндистан баш министирлири билән украина мәсилиси тоғрисида сөзләшти

түркийә авази радийоси хәвири: киремил сарийи байанат елан қилип, айрим – айрим һалда өткүзүлгән телефон сөһбәтлиридә «русийәниң донбасни қоғдаш үчүн елип барған алаһидә һәрбий һәрикити»ниң муһакимә қилинғанлиқини уқтурди.

путинниң беннет билән өткүзгән телефон сөһбитидә, русийәниң украина мәсилисигә тутуватқан позитсийәсини оттуриға қойғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «путин, русийәниң бихәтәрлик мәнпәәтлириниң шәртсиз нәзәргә елиниши, украина дөлитиниң милитаризм вә натсизмдин халийлаштурулуши, украинаниң битәрәп вә йадросиз һалитигә капаләтлик қилиш, русийәниң қиримдики игилик һоқуқи һәмдә (аталмиш) донетсик вә луханиск хәлқ җумһурийәтлириниң мустәқиллиқиниң етирап қилиниши тоғрисидики мәйданини хуласилиди» дейилди.

путин - моди телефон сөһбитидә болса, украинадики һиндистан пуқралириниң тарқақлаштурулуши мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

барлиқ зөрүр көрсәтмиләрниң берилгәнликини вә русийә армийәсиниң барлиқ амалларни қилип, һиндистан пуқралириниң тоқунуш районидин бихәтәр чиқирилип вәтинигә қайтишиға капаләтлик қиливатқанлиқини билдүргән виладимир путин, сөзини давамлаштуруп: «әң йеңи учурларға қариғанда, (һиндистанлиқ) оқуғучилар, улардин инсан қалқини сүпитидә пайдилинип, һәр қандақ усулда русийә тупрақлириға өтүп кетишигә тосқунлуқ қиливатқан украина хәвпсизлик күчлири тәрипидин гөрүдә тутулуватиду. бундақ әһвалда, мәсулийәт пүтүнләй кийев даирилириниң зиммисидә» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر