русийәниң 5 миң 840 әскириниң йоқитилғанлиқи билдүрүлди

украина армийә қоманданлиқ иштаби русийә армийәсиниң 5 миң 840 әскириниң йоқитилғанлиқини җакарлиди.

1788358
русийәниң 5 миң 840 әскириниң йоқитилғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: украина армийә қоманданлиқ иштаби русийә армийәсиниң йеқинқи йәттә күн ичидики талапәтлиригә мунасивәтлик мәлуматларни елан қилди.

байанатта, украинаға һуҗум қилған русийә армийәсиниң 5 миң 840 әскириниң өлтүрүлгәнлики, 30 айропилани, 31 тик учари, 211 танкиси, 862 биронивики, 85 зәмбирики вә икки моторлуқ қолвиқиниң пачақлап ташланғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта йәнә, русийәниң 40 данә ракета системиси, 355 данә аптомобили, 60 йеқилғу аптомобили, тоққуз һава қоғдиниш системиси вә үч данә учқучисиз аппаратиниң битчит қилинғанлиқи, бу рәқәмләргә һазирниң өзидә давамлишиватқан уруш мәлуматлириниң киргүзүлмигәнлики әскәртилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر