кийевниң контроллуқи украинада

украинаниң пайтәхти кийевниң тамамән украина армийәси вә районлуқ мудапиә қисимлириниң контроллуқида икәнлики билдүрүлди.

1786283
кийевниң контроллуқи украинада

түркийә авази радийоси хәвири: кийев шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин елан қилинған байанатта, йерим кечидә русийәниң бузғунчилиқ гуруппилири билән тоқунушларниң йүз бәргәнлики, кийевниң тамамән украина армийәси вә районлуқ мудапиә қисимлириниң контроллуқида болуп, шәһәрниң вәзийитиниң тинч икәнлики қәйт қилинди.

кийевда кочиға чиқиш чәклимисиниң муддити, шу җай вақти 28 –феврал дүшәнбә күни әтигән саәт 8 гичә узартилғаниди.

кийев шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин елан қилинған байанатта, кочиға чиқиш чәклимиси җәрйанида кочида байқалғанларниң дүшмәнниң чарлаш вә бузғунчилиқ қилиш гуруппилириниң әзалири дәп қарилидиғанлиқи билдүрүлгәниди.

русийәниң украинаға қаратқан һуҗумлирида, кийев райониға җайлашқан василкивдики нефит сақлаш муәссәсәсиниң талапәткә учриғанлиқи уқтурулғаниди.

русийә, 24 – феврал күни украинаға һәрбий һәрикәт қозғиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر