венезуела русийә пирезиденти путинни қоллайдиғанлиқини елан қилди

венезуела пирезиденти николас мадуро русийә пирезиденти владимир путинниң украина һәққидики байанатлирини қоллиди.

1783556
венезуела русийә пирезиденти путинни қоллайдиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: венезуела пирезиденти николас мадуро дөләт телевизийәсиниң зийаритини қобул қилғанда, русийә хәлқи билән болған достлуқниң мәңгү давамлишидиғанлиқини тәкитләп: «венезуела путинни вә русийәни пүтүн күчи билән қоллайду. биз дунйаниң җәсуранә вә тоғра дәвалирини қоғдаш үчүн техиму йеқин иттипақлишимиз. америка билән нато русийәни һәрбий йоллар билән аҗизлатмақчи болуватиду, русийә районда тинчлиқни қоғдаватиду» деди.

у өткән һәптә русийә муавин пирезиденти йури борисовни пайтәхт каракаста күтүвалғанда: «венезуела һәр қачан путин билән, русийә билән, русийә хәлқи билән биргә» дегән иди.

русийә пирезиденти владимир путин 21-феврал (2022) аталмиш «донетск хәлқ җумһурийити вә луханск хәлқ җумһурийәтлириниң мустәқиллиқини» етирап қилған қарарнамәни имзалиған иди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر