русийә парламенти чәт әлгә әскәр әвәтишни тәстиқлиди

русийә парламентиниң йуқири қанити болған федератсийә кеңиши пирезидент владимир путинниң сунған армийәниң русийә земини сиртида вәзипә өтиши һәққидики илтимасини тәстиқлиди.

1783228
русийә парламенти чәт әлгә әскәр әвәтишни тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: федератсийә кеңиши путинниң сунған русийә әскәрлириниң чәт әлдә вәзипә өтишигә рухсәт қилиниши тәләп қилинған илтимасини музакирә қилди вә 153 әзаниң қоллиши билән тәстиқлиди.

қарарда: «федератсийә кеңиши русийә армийәсиниң русийә земини сиртида вәзипә өтиши үчүн хәлқаралиқ қанун етирап қилған пиринсип вә қаидәлири асасида, пирезидентқа тәстиқ беришни қарар қилди» дейилди.

қарарда йәнә, русийә армийәсини тәшкилләш, җәмий әскәр сани, һәрикәт саһәлири, вәзипилири, русийә федератсийәси земини сиртида туруш вақти қатарлиқларниң асасий қанунға асасән пирезидент тәрипидин бәлгилинидиғанлиқи қәйт қилинди.

владимир путин түнүгүн (21-феврал) украинаниң шәрқидики русийәпәрәстләрниң намдики һөкүмәтлирини етирап қилиш қарарнамәсини имзалап, армийәгә донетск вә луханск хәлқ җумһурийәтлиридә тинчлиқни қоғдаш пәрманини чүшүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر