җәнубий африқада һәр бир аилә һәқсиз интернет мулазимити билән тәминлиниду

җәнубий африқада һәр бир аилини һәр айда 10 гигабайт һәқсиз интернет мулазимити билән тәминләш пиланланмақта.

1780745
җәнубий африқада һәр бир аилә һәқсиз интернет мулазимити билән тәминлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий африқа хәвәрлишиш вә дигитал технологийәлири министири кумбудзо нитсавени, интернет мулазимитидин бәһримән болушниң, һәр бир аилә үчүн ток вә суға охшашла асаслиқ еһтийаҗиға айланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бай йаки намрат болушидин қәтийнәзәр, җәнубий африқадики һәр бир аилә һәр айда 10 гигабайт һәқсиз  интернет мулазимити билән тәминлиниду.»

тор статистика тор бекити статистаниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, 2021-йили җәнубий африқа нопусиниң 60.73 пирсәнти интернет мулазимити билән тәминләш абонтлири икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر