сүрийәниң баб наһийәсидә бомба һуҗуми йүз бәрди

сүрийәниң шималидики баб наһийәсидә аптомобилға орунлаштуруп қойулған бомбиниң партлиши нәтиҗисидә 1 киши һайатидин айрилди.

1780247
сүрийәниң баб наһийәсидә бомба һуҗуми йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: «‹ фират қалқини› һәрбий һәрикити» арқилиқ терроризмдин тазиланған баб наһийәси мәркизидә, фатимә зәһра җамәси әтрапида аптомобилға орунлаштуруп қойулған бомба партлап, бир киши һайатидин айрилди.

мәлуматларға қариғанда, нәқ мәйданда тәкшүрүш елип барған йәрлик хәвпсизлик күчлири, һуҗумниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г/ п к к тәрипидин елип берилған болуш еһтималлиқи үстидә издәнмәктә икән.

сүрийәниң шималидики баб наһийәси, «‹ фират қалқини› һәрбий һәрикити» даирисидә, 2017 – йили феврал ейида террорлуқ тәшкилати даештин тазиланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر