әрменийәдә 5.3 бал, гирузийәдә 6.2 бал йәр тәвриди

тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси твиттер бетидә, әрменийәдә 5.3 бал, гирузийәдә 6.2 бал йәр тәвригәнликини елан қилди.

1778133
әрменийәдә 5.3 бал, гирузийәдә 6.2 бал йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: тәбиий апәт вә җиддий ишларға тақабил туруш идариси рәсмий твиттер бетидә, түнүгүн (2022-йили 13-феврал) шу йәр вақти 21:25 өткәндә әрменийәниң ширак шәһири әтрапида 5.3 бал йәр тәвригәнлики билдүрүлди.

бу һәқтә мундақ дейилди:

«әрменийәдә йүз бәргән 5.3 бал йәр тәврәштин кейин, йәр тәврәш мәркизигә әң йеқин карс вилайитиниң акйака наһийәсидә һечқандақ сәлбий әһвал көрүлмиди.»

йәр тәврәшниң йәрдин 5.61 километир чоңқурлуқта йүз бәргәнлики қәйт қилинди.

гирузийәдиму 6.2 бал йәр тәвригәнлики билдүрүлди.

гирузийә дунйа билимлири иниститути вә дөләт йәр тәврәшни көзитиш мәркизиниң мәлуматлириға асасланғанда, гирузийәдә түнүгүн шу йәр вақти 22:25 тә 6.2 бал йәр тәвригән.

 мәркизий нуқтиси самсеки жаватики (Samtkhe-Javakheti) районидики самеба (Sameba) йезиси болған йәр тәврәш, пайтәхт тиблистиму һес қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر