һусийлар башқурулидиған бомба һуҗуми қилди

иранниң қоллиши астидики һусийларниң йәмәнниң ғәрбигә җайлашқан һаҗҗә вилайитигә қилған башқурулидиған бомба һуҗумида, икки пуқра җенидин айрилди.

1778154
һусийлар башқурулидиған бомба һуҗуми қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән армийәсигә қарашлиқ 5-һәрбий район қоманданлиқ иштаби һусийларниң ғәрбтики һаҗҗә вилайитигә башқурулидиған бомба һуҗуми қилғанлиқини елан қилди.

байанатта, башқурулидиған бомбиниң һаҗҗә вилайитигә қарашлиқ һайран базиридики бир өйгә чүшкәнлики вә икки пуқраниң җенидин айрилип, икки пуқраниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

йәмән рәсмий хәвәр агентлиқида билдүрүлишичә, һусийлар җәнубқа җайлашқан таиз вилайитигә қарашлиқ абдәлә районидики мусапирлар лагерини топқа тутқан болуп, үч кичик бала, бир айал вә үч әр киши җенидин айрилған.

һусийлар һәр икки вәқәгә мунасивәтлик һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر